әрдоған б д т ға наразилиқ билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлириға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

2027560
әрдоған б д т ға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлириниң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң игилик һоқуқи даирисидики районларға арилишишиниң түркийәгә нисбәтән һәргизму қобул қилғили болидиған әһвал әмәсликини ейтти.

әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири әскәрлириниң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң инсаний еһтийаҗлирини қамдашқа муһим төһпә қошидиған «пилә йоли» лайиһәсигә тосқунлуқ қилиш һәрикити һәққидә тохтилип мундақ деди: «алдинқи җүмә күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири әскәрлириниң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң игилик һоқуқи даирисидики районларға арилишиши түркийәгә нисбәтән һәргизму қобул қилғили болидиған әһвал әмәс.»

җумһур рәис әрдоған «пилә йезиси» да қибрис түрклириниң өз территорийәлиридин бәһриман болушқа тосқунлуқ қилишниң қанун һәм инсанпәрвәрликкә хилап икәнликини әскәртип мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири әскәрлири һәм шималий қибрис түрк җумһурийитиниң игилик һоқуқи даирисидики районларға арилишиш һәм шуниңдин кейин елан қилған байанатлири арқилиқ битәрәплик пиринсипиға көләңгә чүшүрди, өзиниң инавитигиму зийан йәткүзди. толиму әпсуски, хәлқара қанунға хилап бу позитсийә сәвәбидин, райондики җиддийчилик қайтидин күчийип кәтти. биз қошнилиримиз билән болған мунасивәтлиримизни өзара күчәйтип, аримиздики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилмақчи болуватқан бир пәйттә оттуриға чиққан бу әһвални йахши нийәтлик иш әмәс, дәп қараймиз.»

әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири вәзиписиниң муқимлиққа тәсир йәткүзидиған һәрикәтләрниң орниға, исми-җисмиға лайиқ рәвиштә аралдики һәрқайси тәрәпләрниң инсаний еһтийаҗлирини қамдашқа һәссә қошуш икәнликини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر