түркийә данийә вә голландийә дипломатлириға наразилиқини йәткүзди

түркийә копенһаген вә лаһәйдики әлчиханилири алдида шундақла бир қисим мусулман дөләтләрниң әлчиханилири алдида қуран кәримниң көйдүрүлүшиниң давамлишишидин қаттиқ биарам болуватқанлиқини данийә вә голландийә дипломатлириға йәткүзди.

2027481
түркийә данийә вә голландийә дипломатлириға наразилиқини йәткүзди

түркийә авази радйоси хәвири: данийәниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң мәслиһәтчиси вә голландийәниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң баш мәслиһәтчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақирилип, уларға қуран кәримниң давамлиқ көйдүрүлүватқанлиқидин һес қилинған биарамлиқ уқтурулди.

мәзкур дипломатларға «бу рәзил һуҗумлар» дин пәйда болған биарамлиқ әскәртилип, түркийәниң бу һәрикәтләрни әң күчлүк әйиблигәнлики вә наразилиқ билдүргәнлики йәнә бир қетим тәкитләнди.

данийә әлчиианисиниң мәслиһәтчиси 18 – авғусттитиму охшаш мәсилә үчүн ташқи ишлар министирлиқиға чақиртилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر