фидан фирансийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан фирансийә ташқи ишлар министири кәсрин колонна билән телефонда көрүшти.

2026279
фидан фирансийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи фирансийә ташқи ишлар министириниң тәлипигә бинаән министир хақан фидан билән телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

көрүшүштә, хақан фиданниң шималий қибрис түрк җумһурийити һөкүмитиниң «пилә-йигитләр йоли лайиһәси» тоғрисида мунасивәтлик тәрәпләргә мәлумат бәргәнликини ейтқанлиқи билдүрүлди.

көрүшүштә йәнә, қарадеңиз ашлиқ каридори келишиминиңму музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи б д т ниң контроллуқи астида туруватқан йешил ленйә үстидики пилә йезисиға, шималий қибрис түрк җумһурийитидин қатнашниң асан болуши үчүн, пүтүнләй инсанпәрвәрлик сәвәби билән «пилә-йигитләр йоли лайиһәси» ниң тәййарланғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر