истанбулда исраилийәниң ирқий қирғинчилиқиға қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

инсан һәқ - һуқуқлири вә һөррийәтлири/ инсанпәрвәрлик йардәм фонди җәмийити (IHH) пәләстинниң азадлиқи үчүн истанбулдики айа софийа җами шәрипниң алдидин иминөнө мәйданиғичә йүрүш қилиш паалийити өткүзди.

2141272
истанбулда исраилийәниң ирқий қирғинчилиқиға қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири:кәчтә айа софийа җами шәрипниң алдиға йиғилған миңлиған киши қолидики мәшәлләрни көтүрүп, иминөнө мәйданиға қарап йүрүш қилди.

америка пирезиденти җо байдин вә исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң қорчақлириниму көтүрүп чиққан намайишчилар,  исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан вәһшийанә һуҗумлириға нарзилиқ билдүрди.

нурғунлиған киши қатнашқан йүрүшниң ахирида, иминөнө мәйданида қуран оқулди вә дуа қилинди.

сәнәтчи мурат бозкурт пәләстин үчүн нахшисини орундиди.

йүрүшкә қатнашқан фирансийәлик паалийәтчи вә хәлқара қанун профессори франк романо намайишта сөзлигән нутуқида, пәләстинликләрниң йенида болғанлиқи вә әминөнө алдиға йеғилған хәлқ билән биллә болғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқини ейтти.

профессор франк романо ғәззәгә баридиған филот һәққидиму тохтилип, «мән филотларниң йолға чиқишидин һәргиз үмидимни үзмидим.  әлвәттә йолға чиқимиз. қирғинчилиқни вә пәләстинликләрниң қаршилиқ көрситиватқанлиқини көргәнликимиз үчүн үмидимни йоқутуп қоймидим. ишиниңларки, пәләстин хәлқи силәрниң улар билән биллә икәнликиңизни билиду» деди.

истанбулда 20 университетниң оқуғучилириму байазит мәйданиға йиғилип исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан вәһшийанә һуҗумлириға наразилиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر