түркийә армийәсиниң п к к ға зәрбә бериш һәрикәтлири үзлүксиз давамлашмақта

түркийә армийәсиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г гә қарши зәрбә бериш һәрикәтлири үзлүксиз давамлашмақта.

2025983
түркийә армийәсиниң п к к ға зәрбә бериш һәрикәтлири үзлүксиз давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түркийә армийәсиниң алдинқи һәптә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға қарши елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида 67 террорчи бир тәрәп қилинған.

шуниң билән, бир йил ичидә бир тәрәп қилинған террорчиларниң сани 1062 гә, 2015 – йилдин буйан бир тәрәп қилинған террорчиларниң омумий сани 38 миң 405 кә йәткән.

бу һәптә ирақниң шималидики «пәнчә- қулуп» һәрбий һәрикити районида елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға аит нурғун вә һәр хил оқ-дорилар қолға чүшүрүлгән. үч искилатта тәхминән 100 миң AK-47 оқ - дора тепилған.

сүрийәдә күндилик һайатни нормаллаштуруш, имканқәдәр қисқа вақит ичидә муқимлиқ орнитиш вә сүрийәликләрниң бихәтәр муһитқа қайтишиға капаләтлик қилиш йолида ишлиниватқан хизмәтләрму үзлүксиз давамлашмақта.

игилинишичә, бу йил (2023) киргәндин буйан, зәрбә бериш һәрикити районлирида 777 террорчи бир тәрәп қилинған болуп, буниң ичидә 33 нәпири алдинқи һәптә бир тәрәп қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر