әрдоған билән әнвәр ибраһимниң сөһбитидә муһим темилар музакирә қилинди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған малайшийа баш министири әнвәр ибраһим билән синлиқ телефонда көрүшти.

2020677
әрдоған билән әнвәр ибраһимниң сөһбитидә муһим темилар музакирә қилинди

түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәис әрдоған сөһбәттә малайшийа баш министириниң тәклипигә бинаән тунҗи пурсәттә малайшийада зийарәттә болидиғанлиқини ейтти.

түркийә-малайшийа мунасивәтлириниң әтраплиқ, истратегийәлик шериклик мунасивити асасида техиму илгири сүрүлгәнликини билдүргән әрдоған, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң малайшийада сода ишханиси ечишиға берилгән  рухсәтни мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқини билдүрди.

җумһур рәис әрдоған мудапиә санаитидики мунасивәтләрниң әмдиликтә паравуз бешиға айланғанлиқини тилға елип, малайшийаниң бу саһәдики еһтийаҗини тездин қандуруш үчүн балдуррақ пикир бирлики келишими түзүшни халайдиғанлиқини ейтти.  

әрдоған (данийә вә шивитсийә) дики қуран кәримгә қилинған һуҗумларға қарши күчлүк вә қәтий ирадилик ортақ позитсийә бәрпа қилиш лазимлиқини тәкитләп, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң ташқи ишлар министирлири пәвқуладдә йиғинида чиқирилған қарарларниң бу җәһәттә моһим икәнликини билдүрди.

җумһур рәис әрдоған фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати (FETO) ниң малайшийада террорлуқ тәшкилатлири тизимликигә киргүзүлишиниң муһимлиқини әскәртти вә түркийә болуш сүпити билән  малайшийа баш министири әнвәр ибраһимдин бу җәһәттә күчлүк қоллашни үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر