әдлийә министири йилмаз тунч шивитсийәдә әрдоғанға қаритилған иғвагәрчиликни әйиблиди

әдлийә министири йилмаз тунч шивитсийәниң пайтәхти стокһолмда бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к қоллиғучилири тәрипидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған иғвагәрчиликни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди.

2020716
әдлийә министири йилмаз тунч шивитсийәдә әрдоғанға қаритилған иғвагәрчиликни әйиблиди

түркийә авази радйоси хәвири: йилмаз тунч (кона исми тивеиттер болған) иҗтимаий алақә суписи X дики йазмисида, шивитсийәниң терорлуқ тәшкилатлириниң паалийәтлиригә йол қойуши вә җумһур рәис әрдоғанға қаритилған иғвагәрчилик һәққидә сүкүттә турушини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

йилмаз тунч мундақ деди:

«шималий атлантик әһди тәшкилатида иттипақдишимиз болушни халайдиған шивитсийәниң террорлуқ тәшкилатлириниң паалийәтлиригә йол қоймаслиқ арқилиқ бәргән вәдисигә әмәл қилиши керәк. террорлуқ инсанийәткә қарши җинайәттур. террорлуқ тәшкилатиниң һәр түрлүк һәрикәтлирини тосуш қанун дөләтлириниң асаслиқ мәҗбурийитидур»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر