түркийә шивитсийәдә әрдоғанға қарита иғвагәрчиликләргә йол қойулғанлиқини қаттиқ әйиблиди
түркийә шивитсийәниң пайтәхти стокһолмда бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ниң қоллиғучилири тәрипидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған иғвагәрчиликләргә йол қойулғанлиқини қаттиқ әйиблиди.
2020710
түркийә авази радйоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида: «бүгүн (5-авғуст) стокһолмда өткүзүлгән паалийәттә, п к к ға четишлиқ бир гуруппиниң терорлуқ тәшкилати символлири билән иғвагәрчилик қилишиға вә җумһур рәисимизгә қарши йиргинишлик һәрикәтләрдә болишиға рухсәт қилинғанлиқини әң еғир әйибләймиз» дейилди.
байанатта, шивитсийә һөкүмитиниң терорлуқ тәшкилати п к к вә униң тармақлириниң һәрикитини тосуш үчүн бәргән вәдилири әскәртилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.