йилмаз: йеңи таможна иттипақиниң үнүми техиму йуқири болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз йеңи таможна иттипақиниң техиму үнүмлүк вә әтраплиқ иқтисадий һәмкарлиқни күнтәртипкә елип келидиғанлиқини ейтти.

2012244
йилмаз: йеңи таможна иттипақиниң үнүми техиму йуқири болиду

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз хусусий бир телевизийә қанилида күнтәртипкә алақидар соалларға җаваб бәрди.

йилмаз дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң парис қолтуқи дөләтлиригә қилидиған зийарити һарписида, алдинқи һәптә хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк билән бирликтә бу дөләтләрдә елип барған зийарәт һәққидә тохталди.

у түркийәниң бу зийарәтләрдин мәбләғ селиш җәһәттә көрүнәрлик пайда алидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини байан қилди, һәмдә енергийәдин мудапиә санаитигичә, сайаһәтчиликтин ул әслиһә лайиһәлиригичә болған нурғун саһәләрдә һәмкарлиқ пурсәтлириниң барлиқини ейтти.

йилмаз җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң парис қолтуқи әллиригә қилидиған дөләт ишлири зийарити арқилиқ бәзи конкрет нәтиҗиләрниң қолға  кәлтүрүлидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «буниңдин кейинки мәзгилдә бу зийарәтниң нәтиҗилирини көримиз, мән түркийәгә техиму көп мәбләғ селинидиғанлиқиға чин дилимдин ишинимән.»

у йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләрдә  таможна иттипақиниң бәлгилимилирини йеңилаш вә визисиз сайаһәт мәсилилиридә техиму қойуқ хизмәтләрниң ишлинидиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «һазирқи таможна иттипақи пәқәт санаәт саһәси биләнла чәклиниду. йеңи таможна иттипақи санаәт саһәсидин сирт йәнә, мулазимәт саһәси, дөләтлик хизмәт саһәси қатарлиқ кәң даирилик саһәләрни  өз ичигә алиду. шундақла техиму үнүмлүк вә кәң даирилик иқтисадий һәмкарлиқ пурсәтлирини йаритип бериду. бу һәр икки тәрәпкиму пайдилиқтур.»

йилмаз түркийәниң әзәлдин мәбләғ салғучиларға кәң пурсәтләрни йаритип берип келиватқан дөләт икәнликини тәкитлиди, һәмдә түркийәгә кәлгән мәбләғ салғучиларниң һечқачан зийан тартмайдиғанлиқини, чүнки түркийәниң вәдисидә чиң туридиған, йахши мәбләғ селиш пурсити йаритип беридиған бир дөләт икәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر