фидан голландийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи министир хақан фидан билән голландийә ташқи ишлар министири вопке хокстраниң 7- ийул (түнүгүн) телефонлашқанлиқини уқтурди.

2008669
фидан голландийә ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға қариғанда, телефон сөһбити җәрйанида, хокстра мәнсәпдиши фиданниң йеңи вәзиписини тәбриклигән.

хокстра тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, өзиниң министир фидан билән көрүшкәнликидин хушал болғанлиқиға ишарәт қилған һалда: «күчлүк шәкилдики икки тәрәплик мунасивитимиз вә бу йилниң бешида түркийәдә йүз бәргән қаттиқ йәр тәврәштин кейинки вәзийәт һәққидә сөзләштуқ. йәнә нато иттипақдашлири болуш сүпитимиз билән, аманлиқ вә бихәтәрликкә капаләтлик қилиш вәдимизни қайта тәкитлидуқ вә натониң кеңийиши мәсилисини музакирә қилдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر