әрдоған рутте билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған голландийә баш министири марк рутте билән телефонлашти.

2007627
әрдоған рутте билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, телефон сөһбити җәрйанида, җумһур рәис әрдоғанниң алдимиздики йили түркийә – голландийә достлуқ келишими түзгәнликиниң 100 йиллиқиниң тәбриклинидиғанлиқини, йуқири дәриҗилик зийарәтләр арқилиқ икки тәрәп мунасивәтлириниң йүксәк пәллигә көтүрүлидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тилға елип өткәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш мусаписиму музакирә қилинған телефон сөһбити җәрйанида, җумһур рәис әрдоған шиветсийәниң террорлуққа қарши туруш қануниға өзгәртиш киргүзүш арқилиқ тоғра йөнилишкә қарап қәдәм ташлиғанлиқини, әмма бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ п й д/ й п г тәрәпдарлириниң әркин – азадә һалда террорлуқни мәдһийәләйдиған намайишларни тәшкилләшлириниң ташланған қәдәмләрни йоққа чиқарғанлиқини әскәрткән.

голландийә баш министири руттеға мусулманларниң муқәддәс китаби «қуран кәрим» гә қилинған һуҗумларни пикир әркинлики тони астида йоллуқлаштурушқа болмайдиғанлиқини билдүргән җумһур рәис әрдоған, садир қилинған қилмишларниң очуқ – ашкара пикир җинайити икәнликини оттуриға қойған.

рәһбәрләр телефон сөһбити җәрйанида йәнә 11-, 12- ийул күнлири литв пайтәхти вилнйуста ечилидиған нато башлиқлар йиғининиң әң муһим күнтәртиплириниң бириниң русийә- украина уруши болидиғанлиқи тоғрисида бирдәклик һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر