истанбул айродуруми тоққуз күнлүк қурбан һейт мәзгилидә рекорт йаратти

түркийәниң дунйаға ечилған дәрвазиси һесаблинидиған истанбул айродуруми тоққуз күнлүк қурбан һейтлиқ дәм елишниң ахирқи күнидә күтүвалған нөвәтчи айропилан сани вә йолучилар сани билән рекорт йаратти.

2006503
истанбул айродуруми тоққуз күнлүк қурбан һейт мәзгилидә рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул айродуруминиң башқурғучиси <IGA> ширкитиниң байанатида, 2-ийул йәкшәнбә күни 1642 нөвәтчи айропилан билән 265 миң 961 йолучиниң айродурумға кәлгәнлики билдүрүлди.

бу санлар истанбул айродуруми ечилғандин буйанқи әң йуқири йолучи вә нөвәнчи айропилан сани болуп, «күндилик йолучилар сани» рекортини бузуп ташлиди.

истанбул айродуруми роза һейтниң ахирқи күни болған 23- апрелдиму күндилик 1548 нөвәтчи айропилан вә 244 миң 709 йолучи билән, бу йил (2023) ниң тунҗи рекортни йаратқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر