америка һөкүмити әрдоғанға рәһмәт ейтти

америка һөкүмити җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә униң рәһбәрлик қатлимидикиләрниң ашлиқ келишиминиң муддитини узартиш үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға миннәтдарлиқини билдүрди.

2002310
америка һөкүмити әрдоғанға рәһмәт ейтти
erdoğan.jpg

түркийә авази радйоси хәвири: байанат ақсарай дөләт хәвпсизлик кеңишиниң байанатчиси җон кирби түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вә униң рәһбәрлик қатлимидикиләргә, ашлиқ келишиминиң узартилиши үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға миннәтдарлиқини билдүрүп байанат елан қилди.

җон кирби байанатта, қара деңиз ашлиқ келишиминиң муддитиниң узатилғанлиқини билдүрүп: «биз җумһур рәис әрдоғандин вә бу келишимниң давамлишиши үчүн қилған рәһбәрликидин интайин миннәтдармиз» деди.

у йәнә, б д т ғиму рәһмәт ейтқанлиқини билдүрди.

у пүткүл дунйаниң ашлиқ каридоридин пайдилинидиғанлиқини әскәртип:  «б д т вә җумһур рәис әрдоғанни қоллашни давамлаштуримиз, чүнки бу район сиртидики кишиләр үчүн һәқиқәтән муһим» деди.

б д т баш катипи антонийо гутерресму қара деңиз ашлиқ келишими даирисидики һәрикәтләрни тезлитиш вә бу «һайатий әһмийәткә игә» келишимниң муддитиниң узартилиши һәққидә чақириқ елан қилди.

русийәниң 2022-йили 24-февралда украинаға қарши башлиған таҗавузчилиқ урушиниң йәр шари йемәк-ичмәк баһасиға көрсәткән тәсирини азайтиш үчүн, б д т, русийә, түркийә вә украина 2022-йили 22- ийулда истанбулда өткүзүлгән йиғинда, қара деңиз ашлиқ каридори келишимини имзалиған иди.

2022-йили 19- нойабирдин бери 120 күн узартилған келишимни 18-мартта қайтидин узартиш қарар қилинған иди.

русийә даирилири 18- ийул муддити тошидиған келишимни қайта узартиш мумкинчиликиниң йоқлуқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر