җәвдәт йилмаз шималий қибрис түрк җумһурийитини зийарәт қилди

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз шәрқий ақдеңиз һәққидә тохтилип: «биз түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қанунлуқ һәқ-һоқуқлирини адаққичә қоғдаймиз» деди.

2001372
җәвдәт йилмаз шималий қибрис түрк җумһурийитини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз тунҗи чәт әл зийарити шималий қибрис түрк җумһурийитидин башлиди. у ләфкошада бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилип, соаллириға җаваб бәрди.

у шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилинишиға мунасивәтлик илгириләшләр үстидә тохтилип: «биз йеқинда интайин истратегийәлик бир илгириләшни қолға кәлтүрдуқ. биз кейинки мәзгилдә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилинишиға зор күч чиқиримиз. шималий қибрис түрк җумһурийитиниң түрк дөләтлири тәшкилатида көзәткүчи әза болуши мәлум мәнидин ейтқанда, буниң муһим бәлгиси. шималий қибрис түрк җумһурийитидики түрк хәлқи һәр қандақ шәкилдә аз санлиқ милләт қатариға иттирилсә, шундақла башқилардин төвән орунға чүшүрүлсә болмайду. баравәр вә игилик һоқуқлуқ һалда аралдики орниға игә болуши керәк. биз барлиқ мунбәрләрдә  адаләтсизликләргә қарши тоғра мәйданимизни вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қанунлуқ һәқ-һоқуқлирини давамлиқ қоғдаймиз.»

у шәрқий ақдеңиз үстидә тохталғанда мунуларни көрсәтти:

«шәрқий ақдеңиз интайин муһим җуғрапийәлик җай, бу йәрдә иқтисад бар. һәрқайси дөләтләрниңму мәнпәәти бар. бир мәзгил түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийитини бу тәңлимидин чиқириветиш үчүн тиришчанлиқ көрситилди. әмма, түркийә җумһурийитиниң күчи, бу йәрдики ойунларни йоққа чиқарди, ливийә билән түзүлгән келишим әң муһим келишим иди. бу келишим билән барлиқ ойунлар йоққа чиқти. һазир йеңи тәңлимә шәкилләнди. биз түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қанунлуқ һәқ-һоқуқлирини хәлқара қанунға асасән адаққичә қоғдаймиз, бу йәрдә кәйнигә чекиниш дәйдиған гәп йоқ. әмма йәнә бир тәрәптин, биз <бу бир ортақ район, шуңа бу ортақ райондин ортақ мәнпәәткә мас һалда пайдилинайли> дәп чақириқ қиливатимиз» деди.

у ләфкошадики әрҗан айродуруми бинаси қурулушиниң 20-ийулғичә ахирлишип-ахирлашмайдиғанлиқи соалиға, «ахирлишиду, буниң үчүн барлиқ тиришчанлиқлиримизни көрситиватимиз» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر