хақан фидан дипломатик сөһбәт вә учришишлирини давамлаштурмақта

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан панама ташқи ишлар министири җанина теваней менкомо вә костарика ташқи ишлар, қошумчә етиқад ишлири министири арнолдо андре тиноко билән телефонлашти.

2000848
хақан фидан дипломатик сөһбәт вә учришишлирини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, панама вә костарика ташқи ишлар министирлириниң телефон қилип, министир фиданниң йеңи вәзиписини тәбриклигәнликини уқтурди.

министир фидан йәнә ташқи иқтисадий мунасивәтләр кеңиши рәиси наил олпак, түрк дөләтлири тәшкилати (TDT) баш катипи, баш әлчи кубаничбек өмүралийев вә америка қошма иштатлириниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси җефри л.флейк қатарлиқлар биләнму көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر