түркийә шивийетсарийәниң зурих шәһиридики иғвагәрчилик қилмишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси шивийетсарийәниң зурих шәһиридә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға қаритилған иғвагәрчилик һәрикәтлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

2000469
түркийә шивийетсарийәниң зурих шәһиридики иғвагәрчилик қилмишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси  шивийетсарийәниң зурих шәһиридә дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға қаритилған иғвагәрчилик һәрикәтлири сәвәбидин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә байанат елан қилди.

байанатта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә байриқи нишан қилинған иғвагәрчилик һәрикәтлири қаттиқ әйибләнди, бу  һуҗумни һәргизму қобул қилғили болмайдиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, шивийетсарийәдин бу вәқәни дәрһал тәкшүрүшкә башлиши, вәқә садир қилғучиларни ениқлап чиқиши вә зөрүр тәдбирләрни қоллиниши тәләп қилинип мундақ дейилди: «мунасивәтлик органлиримиз, болупму ташқи ишлар министирлиқимиз арқилиқ бу вәқәни давамлиқ көзитимиз. шивийетсарийәниң бундақ бәтбәширә һуҗумларға вә террорлуқ тәшкилатлиирниң тәтүр тәшвиқатлирини өз ичигә алған иғвагәрчилик һәрикәтлиригә йол қоймаслиқини үмид қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر