түркийә миллий истихбарат идариси п к к ға әҗәллик зәрбә бәрди

түркийә миллий истихбарат идариси ирақниң шималида буниңдин 6 йил илгирики измир әдлийә мәһкимисигә һуҗум қилиш тоғрилиқ буйруқ чүшүргән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзасини  бир тәрәп қилди.

1999575
түркийә миллий истихбарат идариси п к к ға әҗәллик зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә миллий истихбарат идариси буниңдин 6 йил илгири сақчи мәмури фәтһи сәкин шеһит болған измир әдлийә мәһкимисигә һуҗум қилиш тоғрилиқ буйруқ чүшүргән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш каттибашлиридин абдулқадир қарасачни ирақниң шималида  бир тәрәп қилди.

дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, 2017 – йили сақчи мәмури фәтһи сәкин  билән  пүтүкчи муса җан шеһит болуп кәткән измир әдлийә мәһкимисигә һуҗум қилиш тоғрилиқ буйруқ чүшүргән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш каттибашлиридин «әлишәр чийа» ләқәмлик абдулқадир қарасач түркийә миллий истихбарат идариси тәрипидин тәқиб астиға елинған.

тәқиб қилиш нәтиҗисидә, мәзкур һуҗумни пиланлиғучилардин бири болған вә «тутуш буйруқи чиқрилған террорчилар тизимлики» дики «күлрәң категорийә» дин орун алған абдулқадир қарасачниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш ​​алаһидә қисим мәсули сәвийәсидә паалийәт елип барғанлиқи ениқлап чиқилған.

буниң нәтиҗисидә, түркийә миллий истихбарат идарисиниң  ирақниң шималида  елип барған һәрбий һәрикити давамида, террорчи абдулқадир қарасач бир тәрәп қилинған.

игилинишичә, ирақ вә сүрийәниң шималида террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқан террорчи абдулқаһар қарасач түркийәниң һәрқайси җайлирида модел айропилан вә тизгинәклик учқу һуҗумлириниңму пиланлиғучиси вә иҗрачиси икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر