түркийә алаһидә қисимлири косовоға йетип барди

косоводики вәқәләрдин кейин түркийә алаһидә қисимлири шималий атлантик әһди тәшкилатиниң тәлипигә бинаән районға йетип барди.

1995313
түркийә алаһидә қисимлири косовоға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: районда вәзипә өтәйдиған түркийәниң бир командир баталийониниң тунҗи әтрити косовоға йетип барди.

косоводики җиддий вәзийәтниң күчийишигә әгишип , шималий атлантик әһди тәшкилати түркийәдин әскәр тәләп қилди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи шималий атлантик әһди тәшкилатиниң тәлипигә бинаән районға бир командир баталийонини орунлаштурди.

арқидинла, түркийә алаһидә қисимлири косовоға йетип беришқа башлиди.

министирлиқниң көрүнүшлүк байатида, түркийә алаһидә қисимлири олтурған айропиланниң косовоға қарап йолға чиққанлиқи билдүрүлди.

түркийәниң бир командир баталийониниң тунҗи әтритиниң косовоға йетип беришидин кейин, түркийә дөләт мудапиә министирлиқи йәнә бир байанат елан қилди.

министирлиқниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «косоводики қәһриман әскәрлиримизгә косовода тинчлиқ вә хатирҗәмликни қоғдаш йолида мувәппәқийәт тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر