әрдоған һамасниң террорлуқ тәшкилати әмәс, қаршилиқ көрситиш тәшкилати икәнликини тәкитлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һамасниң бир қаршилиқ көрситиш тәшкилати икәнликини қайта тәкитләп, униң миңға йеқин әзасиниң түркийәдә даваланғанлиқини билдүрди.

2139163
әрдоған һамасниң террорлуқ тәшкилати әмәс, қаршилиқ көрситиш тәшкилати икәнликини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болған гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

мичотакисниң мухбирларни күтүвелиш йиғинидики: «түркийә билән (бизниң оттуримизда) оттура шәрқ мәсилисидә пикир пәрқи бар. биз исраилийәниң ғәззә райониға кириши вә биз террорлуқ тәшкилати дәп қарайдиған һамасқа түркийәниң башқичә ениқлима беридиғанлиқини билимиз» дегән сөзлиридин кейин, җумһур рәис әрдоған сөз башлап: «мән һамасни террорлуқ тәшкилати дәп қаримаймән. һамас 1947-йилидин буйан ишғал қиливелинған земинлирини қоғдаватқан бир қаршилиқ көрситиш тәшкилати. бу, әпсуски, исраилийәниң 45 миңға йеқин адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған вәһшийләрчә (һуҗумлириға) қарши күрәш қиливатқан бир тәшкилат һесаблиниду. биз буни көрүп йетишимиз керәк. һамасни террорлуқ тәшкилати десәк, рәһимсизлик қилған болимиз. мән һамасни террорлуқ тәшкилати дәп қаримаймән... бу йәрдә уни террорлуқ тәшкилати десиңиз, мән әпсуслинимиз. дөлитимдә миңдин артуқ һамас әзаси давалиниватиду. ғәрб буларға һәр хил қораллар билән һуҗум қиливатиду, әһвал шундақ икән, земинлиридин қоғлап чиқирилған һамасни <террорлуқ тәшкилати> десиңиз, мениң көңлүм йерим болиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر