түркийә мудапиә санаити ширкәтлири малайшийадики йәрмәнкидә һәмминиң диққитини тартмақта

түркийә мудапиә санаити ширкәтлири йеңи һәмкарлиқ вә експорт пурсити үчүн малайшийада өткүзүлгән лаңкави хәлқара деңиз вә авийатсийә йәрмәнкиси (LIMA 2023) гә қатнашти.

1989701
түркийә мудапиә санаити ширкәтлири малайшийадики йәрмәнкидә һәмминиң диққитини тартмақта

түркийә авази радйоси хәвири: малайшийаниң лаңкави арилида 27-майғичә давамлишидиған йәрмәнкә ечилиш мурасимидин кейин рәсмий башланди.

лаңкави хәлқара деңиз вә авийатсийә йәрмәнкиси асийа-тинч окйан районидики әң чоң мудапиә йәрмәнкилиридин бири һесаблиниду.

тунҗи қетимлиқи 1991-йили өткүзүлгән вә һәр икки йилда бир қетим өткүзүлүп келиватқан йәрмәнкигә иккинчи қетим қатнашқан түркийә, 18 мудапиә санаити ширкити билән өзини намайан қилмақта.

йәрмәнкә җәрйанида, түркийә ширкәтлири өз мәһсулатлирини вә мулазимәтлирини тонуштурамақта.

ечилиш мурасимидин кейин, малайшийа қатарлиқ йәрмәнкигә қатнашқан дөләтләрдин кәлгән һәйәтләр, түркийә вәкилләр өмики вә ширкәтлири билән һәр түрлүк учришишларда болди.

малайшийа бихәтәрлик қисимлири үчүн һәр хил һәл қилиш чарилирини сунған түркийә ширкәтлири, бу учришишларда районда йеңи мәсулийәтләрни үстигә елишни мәқсәт қилмақта.

түркийә мудапиә санаити ширкәтлири йәрмәнкидә һәр хил учқучисиз вә учқучилиқ айропиланлар, қуруқлуқ вә авийатсийә вастилири, деңиз қорал системилири, електронлуқ система, оқ-дора, тәқлидләштүргүчи, тиранспорт мәһсулатлири вә мудапиә мулазимәтлирини тонуштурмақта.

йәрмәнкидики турақлиқ районда нурғун һава вә деңиз әслиһәлири көргәзмә қилинмақта вә һәр хил учуш маһарәтлири көрситлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر