түркийә америкаға наразилиқ билдүрди

түркийә америка қошма иштатлириға аит башқурулидиған бомбиға қарши из қоғлиғучи парахотниң лимассол портини зийарәт қилишиға наразилиқ билдүрди.

1987930
түркийә америкаға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин америка деңиз армийәсигә аит «USS Arleigh Burke» намлиқ ​​йетәкчи башқурулидиған бомбиға қарши из қоғлиғучи парахотниң җәнубий қибрис рум һакимийитиниң контроллуқидики лимассол портини зийарәт қилиши һәққидә елан қилинған байанатта,  мундақ дейилди: «америка қошма иштатлириниң районда һәм шималий қибрис түрк җумһурийитиниң мәнпәәтигә зийанлиқ болған һәм күч тәңпуңлуқини бузидиған бу қәдәмлири бу дөләтниң қибрис арилида уузун йиллардин буйан давамлаштуруп келиватқан битәрәп мәйданиға зийан салмақта, һәмдә қибриста киризис үчүн адил, узақ мәзгиллик вә имканийәтлик сиҗил һәл қилиш чариси тепишқа тосалғу пәйда қилмақта.»

министирлиқ бу һәқтики йазма байанатида, шәрқий ақдеңизда вәзипә өтәватқан америка қошма иштатлириниң 6-филотиға қарашлиқ «USS Arleigh Burke» намлиқ башқурулидиған бомбиға қарши из қоғлиғучи парахоттин бурун американиң бир су асти парахотиниң җәнубий қибрис рум һакимийити портлирини зийарәт қилишиға қарита  байанат елан қилған шималий қибрис түрк җумһурийитини күчлүк қоллайдиғанлиқини билдүрди.

байанатта, мундақ дейилди: «шималий қибрис түрк җумһурийити билән бирликтә илгириму көп қетим тәкитлигинимиздәк, америка қошма иштатлириниң районда һәм шималий қибрис түрк җумһурийитиниң алий мәнпәәтлиригә зийанлиқ һәмдә күч тәңпуңлуқини бузидиған бу қәдәмлири бу дөләтниң қибрис арилида узун йиллардин буйан давамлаштуруп келиватқан битәрәп мәйданиға зийан салмақта, һәмдә қибриста киризис үчүн адил, узақ мәзгиллик вә имканийәтлик сиҗил һәл қилиш чариси тепишқа тосалғу пәйда қилмақта. америка қошма иштатлирини бу сийасәтлирини көздин кәчүрүшкә чақиримиз.»

«қибриста капаләтчи дөләт салаһийитигә игә түркийәниң  һәрқандақ шәрт – шараит астида қибрис түрклириниң һәқ – һоқуқлирини җан тикип қоғдашни давамлаштуридиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитләймиз.»

шималий қибрис түрк җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи америка деңиз армийәсигә аит «USS Arleigh Burke» намлиқ ​​йетәкчи башқурулидиған бомбиға қарши из қоғлиғучи парахотниң җәнубий қибрис рум һакимийитиниң контроллуқидики лимассол портини зийарәт қилишиға наразилиқ билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر