әрдоған қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң йәнә 2 ай узартилғанлиқини елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң йәнә 2 ай узартилғанлиқини елан қилди.

1987765
әрдоған қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң йәнә 2 ай узартилғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис шундақла адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси әрдоған пайтәхт әнқәрәдики партийә мәркизидә чәқирилған йиғинда сөз қилди.

әрдоған: «түркийәниң рәһбәрлики, русийә вә украинаниң иҗабий позитсийәси һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қоллиши билән 2022-йили 7-айниң 22-күни истанбулда имзаланған келишим бир қанчә қетим узартилди. ахирқи узартиш муддити тошмақчи иди. дөлитимизниң тиришчанлиқи, русийәлик достлиримизниң қоллиши вә украиналиқ достлиримизниң төһписи билән қара деңиз ашлиқ каридори келишимини йәнә 2 ай узартиш қарар қилинди» деди.

җумһур рәис әрдоған йәнә мундақ деди:

«йәр шари ашлиқ билән тәминләш зәнҗириниң үзүлүп қалмаслиқи, болупму еһтийаҗлиқ дөләтләрниң ашлиқ тәминатиға қолайлиқ йаритишта һайат маматлиқ әһмийәткә игә бу қарарниң һәр қайси тәрәпләргә пайдилиқ болушини үмид қилимән. келишимниң барлиқ шәртлирини орундап, буниңдин кейинки мәзгилләрдиму давамлишиши үчүн тиришчанлиқимизни тохтатмаймиз. русийәлик достлиримизму миколайев вә олвийә портлиридики түркийә парахотлириниң чиқишини тосимайдиғанлиқини билдүрди. буниң үчүн улардин миннәтдармиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر