әрдоған әлбурһан билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған судан игилик һоқуқи кеңишиниң рәиси генерал абдулфәттаһ абдурраһман әлбурһан билән телефонда көрүшти.

1984199
әрдоған әлбурһан билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, җумһур рәис әрдоған суданда йүз бәргән қериндашлар ара тоқунушларда адәм өлүш вә йарилиниш әһваллириниң көпийип кетишигә болған қайғуси вә әндишәсини оттуриға қойған.

әрдоған тәрәпләр кәң даирилиик сөһбәт өткүзүшкә башлашни қарар қилған тәқдирдә, сөһбәткә саһибханлиқ қилишқа тәййар икәнликлирини, судан хәлқиниң җиддий инсанпәрвәрлик еһтийаҗини қандуруш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән болған алақидә тиришчанлиқлирини давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлигән.

телефон сөһбитидә йәнә, судандики түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш хизмити вә бихәтәрликигә мунасивәтлик мәсилиләрму музакирә қилинған.

игилинишичә, суданда армийә тәрәп билән тез йардәм бериш күчлири оттурисида тәхминән бир айдин буйан давамлишиватқан тоқунушларда йүзләрчә киши һайатидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر