түркийә билән иран әркин сода райони қуриду

түркийә билән иран ортақ әркин сода райони қурушни пиланлимақта.

1984081
түркийә билән иран әркин сода райони қуриду

түркийә авази радийоси хәвири: иран әркин вә алаһидә иқтисадий районлар алий кеңиши түркийә билән иранниң  ортақ әркин сода райони қурушни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

иран әркин вә алаһидә иқтисадий районлар алий кеңиши тәрипидин елан қилинған байанатта, түркийә вә иран мутәхәссислириниң йеқинқи бир нәччә ай ичидә сөһбәт өткүзүп, ортақ әркин сода райони қуруш тоғрисида келишим лайиһәси тәййарлиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «ортақ әркин сода райони қуруштин мәқсәт өзара тәҗрибә алмаштуруп, һәмкарлиқни йәниму күчәйтиштур.»

байанатқа қариғанда, түркийә билән иран оттурисида ортақ әркин сода райони қуруш келишим лайиһәси бир-икки ай ичидә имзалинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر