җумһур рәислик сайлими үчүн һазирғичә чәт әлләрдин 1 милйон 599 миң 152 киши беләт ташлиди
җумһур рәислик сайлими вә 28 - нөвәтлик парламент әзалири сайлими үчүн чәт әлләрдики әлчиханиларда вә таможна еғизлирида беләт ташлиған сайлиғучиларниң сани 1 милйон 599 миң 152 гә йәтти.
1983661
түркийә авази радийоси хәвири: сайлам алий кеңишидин игиләнгән учурларға асасланғанда, таможна еғизлири вә чәт әлләрдики әлчиханилада 27 - апрелда башланған беләт ташлаш даирисидә, чәт әлләрдә 1 милйон 490 миң 727 сайлиғучи вә таможна еғизлирида 108 миң 425 сайлиғучи беләт ташлиған.
чәт әлләрдики әлчиханиларда беләт ташлаш паалийити 9 -майғичә вә таможна еғизлиридики беләт ташлаш паалийити 14 – май чүштин кейин саәт 17:00 гичә давамлишиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.