ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш ​​алаһидә қисим әшйа обороти каттибеши нәчирван севен бир тәрәп қилинди.

1983115
ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истихбарат идарисиниң ирақниң шималидики гара районида елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң аталмиш ​​алаһидә қисим әшйа обороти каттибеши нәчирван севен бир тәрәп қилинди.

мәлуматларға қариғанда, «фираз зилан» ләқәмлик нечирван севен түркийәниң һәрқайси җайлиридики  коча намайишлири вә дөләт хәвпсизлик күчлиригә қарши һуҗумларға қатнашқан.

мәзкур террорчиниң 2015-йили бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң йеза кадирлириниң сепигә қетилғанлиқи ениқлап чиқилған.

террорчи севен ирақниң шималиға өткәндин кейин елип барған террорлуқ һәрикәтлири вә әшйа обороти паалийәтлиридики роли сәвәблик түркийә истихбарат идариси тәрипидин тәқиб астиға елинған.

түркийә истихбарат идариси ирақниң шималидики гара районида елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида террорчи севенни бир тәрәп қилған.

йәнә бир тәрәптин, түркийә армийәси ирақниң шималида террорчилар ишләткән ғар, өңкүр  вә вә панаһлиниш орунлириға  бир-бирләп киришни давамлаштурмақта.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түркийә армийәсиниң «пәнчә қулуп» һәрбий һәрикити районида террорчилар ишләткән ғар, өңкүр вә панаһлиниш орунлирида нурғун партлатқуч буйум, қорал - йарағ вә оқ-дора қатарлиқлар қолға чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر