әзәрбәйҗандики түркийә пуқралириму аваз ташлашни башлиди

чәт әлләрдә җумһур рәислик сайлими вә 28-нөвәтлик парламент әзалири сайлими үчүн түркийә әлчихана-консулханилирида беләт ташлиғанларниң сани 1 милйон 165 миң 969 ға йәтти.

1982945
әзәрбәйҗандики түркийә пуқралириму аваз ташлашни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанда йашаватқан түркийә пуқралириму җумһур рәислик сайлими вә 28-нөвәтлик парламент әзалири сайлими үчүн аваз ташлашни башлиди.

әзәрбәйҗанда 11 миң 43 тизимға елинған сайлиғучи бар.

27-апрел (2023) башланған аваз ташлаш ишлири даирисидә, чәт әлләрдики әлчихана-консулханиларда 1 милйон 83 миң 684, чегра вә таможна еғизлирида 82 миң 285 сайлиғучи аваз ташлиди.

таможна вә чегра еғизлирида аваз ташлаш ишлири 14-май әнқәрә вақти 17.00 дә, чәт әлләрдики әлчихана-консулханиларда 9-май ахирлишиду.

чәт дөләтләрдики сайлиғучилар тизимликигә исми киргүзүлгән сайлиғучилар, дәм елиш күнлириниму өз ичигә алған һалда һәр күни 24 саәт аваз ташлийалайду.

чәт әлләрдә 3 милйон 416 миң 98 сайлиғучи аваз ташлайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر