түркийә йадро енергийәсигә игә дөләткә айланди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң йадро енергийәсигә игә дөләтләр қатаридин орун алғанлиқини ейтти.

1980403
түркийә йадро енергийәсигә игә дөләткә айланди
putin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин нәқ мәйдан улиниши арқилиқ мәрсиндики аққуйу йадро електр истансисиниң тунҗи йадро йеқилғу йәткүзүш мурасимиға қатнашти.

әрдоған йадро йеқилғусиниң аққуйу йадро електр истансисиға һава вә деңиз арқилиқ йәткүзүлүши билән бу истансиниң һазир йадро енергийәси базисиға айланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йавропа иттипақи комитети йадро енергийәсини<йешил енергийә> дәп қобул қилиш арқилиқ бу һәқтики гуманларни һәл қилди. бизму дөлитимизни аққуйу йадро електр истансси арқилиқ бу өзгиришниң муһим тәркибий қисмиға айландурдуқ.»

«аққуйу йадро електр истансси русийә билән бирликтә салған әң чоң бирләшмә мәблиғимиз һесаблиниду.»

«аққуйу йадро електр истанссиниң сехлири 2028-йилғичә тәдриҗий ишқа кириштүрүлиду. елимизниң ток сәрпийатиниң % 10 и бу електр истансиси тәрипидин тәминлиниду. аққуйу йадро електр истансси толуқ паалийәт елип беришқа башлиған чағда, бу истансимизда йилиға  тәхминән 35 милйард киловат саәт ток ишләпчиқирилиду.»

«тәбиий газ импортимизниң төвәнлишигә һәр йили 1 милйард 500 милйон долларлиқ төһпә қошидиған бу лайиһә (аққуйу йадро електр истансси) миллий киримимизниң ешишиғиму актип тәсир көрситиду. бу лайиһәдики тәҗрибимизгә асасән, биз охшимиған районларда қурушни пиланлаватқан 2-вә 3-йадро електр истансилиримиз үчүнму әң қисқа вақит ичидә һәрикәткә өтимиз.»

нәқ мәйдан улиниши арқилиқ аққуйу йадро електр истансисиниң тунҗи йадро йеқилғусини йәткүзүш мурасимиға қатнашқан русийә президенти путин мундақ деди: «түркийә һазир дунйадики енергийә теҗәйдиған байлиқ мәнбәлири арқилиқ йадро енергийәсигә игә дөләткә айланди. түркийә-русийә тарихидики әң чоң ортақ лайиһәдин бири болған аққуйу йадро електр истансси дөләтлиримиз оттурисидики инақ қошнидарчилиқ мунасивәтлиригиму муһим төһпиләрни қошиду.»

путин аққуйу йадро електр истансиси тоғрисидики сөзини мундақ давамлаштурди: «аққуйу йадро електр истансиси һәм өзара иқтисадий мәнпәәтләрни өз ичигә алиду һәмдә икки дөләт оттурисидики көп тәрәплимилик һәмкарлиқимизни күчәйтиду.»

«биз һәр икки дөләтниң базарлири вә сайаһәтчилик саһәлиридә техиму актип қәдәмләрни ташлаймиз. дәрвәқә, бу нишанға йетиш үчүн учуш қетим санини көпәйтишни қарар қилдуқ.»

аққуйу йадро електр истансси системиси дунйадики әң заманиви, ишәнчлик вә бихәтәр системилардин бири. җумһур рәис әрдоған әпәндим вә түркийә һөкүмити түркийәниң иқтисадий тәрәққийати үчүн мислисиз хизмәтләрни ишләп, наһайити зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди. бизму буниңға шаһит болуватимиз.»

пирезидент путин аққуйу йадро електр истанссиниң түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқи мәзгилидә хизмәткә кириштүрүлүшиниң әрдоғанниң кишилик мувәппәқийәтлири нәтиҗисидә әмәлгә ашқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر