әрдоған истанбул қатарлиқ йәр тәврәш хәвпи йуқири җайлардики қурулушлар һәққидә тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулни өз ичигә алған йәр тәврәш хәвпи йуқири җайлардики шәһәр қурулушини йеңилаш хизмәтлириниң сүритини тезлитидиғанлиқлирини билдүрди.

1978019
әрдоған истанбул қатарлиқ йәр тәврәш хәвпи йуқири җайлардики қурулушлар һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбул ғази османпаша мәйданидики шәһәр қурулушлирини йеңилаш түрлири ачқуч тапшуруш вә йеңи туралғуларға ул селиш мурасимида сөз қилди.

һазирғичә 3 милйон 300 миң өйни шәһәр қурулушлирини йеңилаш – өзгәртиш түри даирисидә ремонт қилғанлиқлирини, токи (аммиви туралғу башқуруш идариси) тәрипидин 1 милйон 200 миң өй селинғанлиқини тилға елип: «истанбулни өз ичигә алған йәр тәврәш хәвпи йуқири җайлардики шәһәр қурулушини йеңилаш хизмәтлириниң сүритини тезлитимиз» деди.

һөкүмәтниң шәһәр қурулушлирини өзгәртиш – ремонт қилиш даирисдә мәмликәт миқйасида сәпәрвәрлик башлиғанлиқини ипадиләп: «нопус зичлиқи вә истратегийәлик әһмийити сәвәбидин истанбул бу сәпәрвәрликтә биринчи орунда туриду» деди.

әрдоған һейтниң иккинчи күни йәр тәврәш районидики пүткән кәнт өйлирини һәқдарларға тапшуруп бериш арқилиқ икки байрамни бирликтә тәбрикләйдиғанлиқлирини ейтти.

у йәнә бу йилниң ахириғичә пул пахаллиқи мәсилисиниң контрол қилинидиғанлиқини, келәр йили униң пүтүнләй һәл қилинидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر