дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин хитабнамә елан қилинди

дөләт хәвпсизлик кеңиши хитабнамәсидә, йәр тәврәш апәтлириниң һәр хил пассип тәсирлирини йоқитиш тәдбирлири билән сайламларниң хатирҗәмлик вә хәвпсизлик муһитида өткүзүш тәдбирлириниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

1967922
дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин хитабнамә елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһу рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин, хитабнамә елан қилинди.

йиғинда, 6-феврал (2023) йүз бәргән йәр тәврәш апәтлиридин кейин, оттуриға чиққан вәзийәт муһакимә қилинип, райондики һайатни балдуррақ нормал һаләткә кәлтүрүшниң муһимлиқи тәкитләнди.

хитабнамәдә мундақ дейилди:

«йәр тәврәш апитиниң пуқраларниң тинчлиқи вә параванлиқи билән дөләтниң миллий күч амиллириға көрситидиған һәр хил пассип тәсирини йоқитишни мәқсәт қилған тәдбирләр музакирә қилинди.»

п к к|к җ к-п й д|й п г, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә даеш террорлуқ тәшкилатлири қатарлиқ миллий иттипақлиқ һәмдә баравәрликкә, миллий мәвҗутлуққа қарши һәр хил тәһдит, хәтәрләргә қарши мәмликәт ичи-сиртида қәтий ирадә шундақла мувәппәқийәтлик елип берилған һәрбий һәрикәтләр һәққидә кеңәшкә мәлумат сунулғанлиқи хитабнамәдә мунулар көрситилди:

«сүрийә вә ирақта йүз бәргән тәрәққийатлар, болупму йеқинқи мәзгилләрдә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш баһаниси астида п к к|к җ к-п й д|й п г ни тик учарни өз ичигә һәр хил васитә вә иқтидарлар билән давамлиқ қоралландурған актийорларниң һәқиқий муддиасини чүшиништә йәнә бир қетим түрткилик рол ойниди. һәрбий һәрикәтлиримиз бәргән еғир зәрбиләр, террорлуқ тәшкилатидин қечиш вә террорлуқ сепигә қатнишиш саниниң азийишиниң тәсиридә,  вәйран болуш басқучиға киргән вә әҗили тошқан террорлуқ тәшкилатини қоғдайдиған актийорларға, түркийә дөлитиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати вә униң барлиқ гумаштилирини һәр түрлүк қоллаш болсиму пүтүнләй йоқитиш қәтий ирадисигә игә икәнлики, чегра бойлап террорлуқ каридори қурушқа йол қоймайдиғанлиқи хатирилитилди.»

русийә билән украина оттурисида бир йилдин көпрәк вақиттин буйан давамлишиватқан урушниң, райондики башқа дөләтләрниң муқимлиқиға вә қара деңизниң бихәтәрликигә көрситидиған сәлбий тәсирлири музакирә қилинғанлиқи әскәртилгән хитабнамәдә, узун муддәтлик тинчлиқ орнитиш, район муқимлиқини қоғдаш вә инсанпәрвәрлик киризисиниң тәсирини түгитиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрситилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

түркийәниң балқан дөләтлири билән йеқин һәмкарлиқларни орнитип иҗра қилған тинчлиқ вә муқимлиқни қоғдаш асасидики сийасәтләр рамкисида, райондики мәсилиләргә тәсир көрситәләйдиған тәрәққийатларниң йеқин көзитиливатқанлиқи тәкитләнгән хитабнамәдә, ихтилапларни һәққанийәткә уйғун һәл қилишни асас қилған иҗабий қәдәмләрни қоллашниң испатланғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә, гиретсийә билән болған мунасивәттә йеқинқи мәзгилләрдә оттуриға чиққан иҗабий кәйпийатниң давамлишишиниң, һәр икки тәрәпкә вә районға пайдилиқ болидиғанлиқи байан қилинди. әгә деңизи вә шәрқий ақдеңизниң нөвәттики тәрәққийатиниң йеқиндин көзитилгәнлики тәкитләнди.

хитабнамәдә, 14-май йәкшәнбә күни өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлими билән 28-нөвәтлик парламент сайлиминиң тинчлиқ вә бихәтәрлик кәйпийатида өткүзүлүши үчүн йолға қойулидиған тәдбирләрниңму көздин кәчүрүлгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر