түркийә косову билән сербийә оттурисидики мунасивәтләрниң нормаллаштурулушини қоллиди

түркийә йавропа иттипақи йол хәритиси даирисидә, косову билән сербийә оттурисидики мунасивәтләрниң нормаллаштурулушиға даир келишимини иҗра қилиш қошумчә һөҗҗити тоғрисида келишим һасил қилинғанлиқини мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқини билдүрди.

1961997
түркийә косову билән сербийә оттурисидики мунасивәтләрниң нормаллаштурулушини қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, тәрәпләрниң алдимиздики мәгилләрдә мәзкур келишимниң бәлгилимилиригә толуқ әмәл қилиш арқилиқ конкрет нәтиҗиләргә еришишини үмид қилидиғанлиқи уқтурулди.

байанатта, 27 - феврал йавропа иттипақиниң косову билән сербийә оттурисидики мунасивәтләрни нормаллаштуруш йол хәритиси даирисидә белгийәниң пайтәхти бирйусселда һасил қилинған келишимдин кейин, икки дөләт рәһбәрлириниң 18 - мартта шималий македонийәниң охри шәһиридә келишимни иҗра қилиш қошумчә һөҗҗити тоғрисида келишим һасил қилинғанлиқини мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди:

дөлитимиз болупму електр тарқитиш мәсилиси қатарлиқ басқучларға төһпә қошмақта. һөрмәтлик җумһур рәисимиз (рәҗәп таййип әрдоған) йеқинда (әң ахирида) сербийә пирезиденти (александир) вуҗич вә косову баш министири (албин) курти билән айрим -айрим көрүшти. түркийә болуш сүпитимиз билән косову-сербийә оттурисидики мунасивәтләрни нормаллаштурушни мәқсәт қилған барлиқ тәшәббусларни қоллап қуввәтләшни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر