түркийәдә 6 - февралда йүз бәргән йәр тәврәштә қаза қилғанларниң сани 49 миң 589 ға йәтти

6 - февралда йүз бәргән вә 11 вилайәткә тәсир көрсәткән қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәштә һайатидин айрилғанларниң сани 49 миң 589 кишигә йәтти.

1961719
түркийәдә 6 - февралда йүз бәргән йәр тәврәштә қаза қилғанларниң сани 49 миң 589 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай йәр тәврәштин кейин апәт вә җиддий һаләтләргә тақабил туруш идариси тәрипидин елип берилған хизмәтләр һәққидә мәлумат бәрди.

фуат октай: «йәр тәврәш апити сәвәбидин, 6807 нәпәр чәтәл пуқрасини қошқанда, җәмий 49 миң 589 кишидин айрилип қалдуқ» деди.

йәр тәврәш районида чедир вә контейнер орнитиш хизмәтлириниң үзүлмәй давамлишиватқанлиқини байан қилған фуат октай, чедирларда 1 милйон 921 миң пуқраға вә контейнерларда җәмий 96 миң 444 пуқраға панаһлиниш мулазимити сунулғанлиқини ейтти.

фуат октай адийаман вә шанлиурфада йүз бәргән кәлкүн апити һәққидиму тохтилип, апәттә 18 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини вә 3 пуқрани издәш - тепиш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر