ақар: террорчиларға тик учар бәргәнләр нәқ мәйданда паш болуп қалди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, «п к к / й п г қоллиғучилири террорчиларға тик учар бериш арқилиқ йәнә бир қетим нәқ мәйданда паш болди» деди.

1961643
ақар: террорчиларға тик учар бәргәнләр нәқ мәйданда паш болуп қалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар ирақниң шималида террорчиларни елип кетиватқан әснада чүшүп кәткән фирансийәниң айрбас ширкити ишләпчиқарған тик учар айропилан тоғрисида тохтилип, «п к к / й п г қоллиғучилири террорчиларға тик учар бериш арқилиқ йәнә бир қетим нәқ мәйданда паш болди» деди.

ақар түнүгүн дөләт мудапиә министирлиқида өткүзүлгән 18-март шеһитләрни хатириләш күни мурасимида сөз қилип, «террорни мәнбәсидә йоқитиш» истратегийәси даирисидә дөләт ичи – сиртида п к к/ п й д-й п г, даеш вә фәтө (фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати) қатарлиқ барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш қилиниватқанлиқини ейтти.

министир ақар ирақниң шималида террорчиларни елип кетиватқан әснада чүшүп кәткән тик учар айропилан тоғрисида тохтилип:  «п к к / й п г қоллиғучилири террорчиларға тик учар бериш арқилиқ йәнә бир қетим нәқ мәйданда паш болди. улар буларниң биһудә урунушлар икәнликини чүшинип йетиши керәк. бизниң террорлуққа қарши күришимиз ахирқи террорчи бир тәрәп қилинип болғучә үзлүксиз давамлишиду» деди.

у 2015 – йили 25 – ийулдин буйан дөләт ичи, ирақ вә сүрийәниң шималида болуп җәмий 37 миң 647 террорчи, пәқәт мушу йил ичидила 306 терррочиниң бир тәрәп қилинғанлиқини ейтти.

ирақ курд районлуқ һөкүмити 15 – март ирақниң шималидики духокта чүшүп кәткән тик учар айропиландикиләрниң бир қисимниң п к к  террорлуқ тәшкилати әзалири икәнликини елан қилғаниди.

бу җәрйанда, фирансийә ташқи ишлар министирлиқи фирансийәниң айрбас ширкити ишләпчиқарған AS350 типлиқ тик учар айропиланниң кимгә тәвә икәнлики тоғрисидики соалларни җавабсиз қалдурди؛ министирлиқ байанатчиси: «мәтбуатлардики көрүнүшләрдә тик учарниң рәт номури көрүнүп туриду. фирансийәликләрниң бу тик учарниң кимгә сетилғанлиқини билиши керәк әмәсму?» дегән соалға «буни изаһлимаймиз» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر