йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 47 миң 932 гә йәтти
түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу йәр тәврәштә қаза қилғанлар омумий сани, уларниң ичидики чәт әлликләр сани, кимлики тәкшүрүлүватқанлар сани қатарлиқлар һәққидә мәлумат бәрди.
1958157
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәшләрдә қаза қилғанлар саниниң 47 миң 932 гә йәткәнликини, буларниң 6265 нәпириниң чәт әл пуқраси икәнликини билдүрди.