йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 44 миң 218 гә йәтти

6 – феврал түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшләрдә қаза қилғанлар сани 44 миң 218 гә йәтти.

1951346
йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани   44 миң 218 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси _ афад, 6 – феврал йүз бәргән 7.7 вә 7.6 бал чоңлуқидики йәр тәврәшләрдә 44 миң 218 кишиниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

чоң йәр тәврәшләрдин кейин 9136 қалдуқ йәр тәврәш мәйданға кәлгән апәт районида 11 миң 424 нәпири кәспий издәш – қутқузуш хадими болуп, җәмий 239 миң 977 кишиниң вәзипә өтәватқанлиқи қәйт қилинди.

йәр тәврәшниң еғир зәрбисигә учриған районларға 335 миң 382 чедирниң тикләнгәнлики, 10 вилайәттики 130 йәрдә контейнер шәһәр бәрпа қилиш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر