йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 40 миң 642 гә йәтти

6 – феврал қаһраманмарашта мәйданға келип 11 – вилайәткә тәсир көрсәткән 7.7 вә 7.6 бал чоңлуқидики йәр тәврәшләрдә қаза қилғанлар сани 40 миң 642 гә йәтти.

1948149
йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани   40 миң 642 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси — афад башлиқи йунус сәзәр байанат елан қилип, «30 миң 642 пуқрайимиз қаза қилди. издәш -  қутқузуш хизмәтлири әтә кәчтә асасий җәһәттин ахирлашқан болиду. һазир хизмәтләр хатайға мәркәзләшти؛ 13 миңға йеқин издәш – қутқузуш хадимимиз у йәрдә вәзипә өтәватиду» деди.

бу җәрйанда сәһийә министири фаһрәттин коҗа хатайдики апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси маслаштуруш мәркизидә, йәр тәврәш районидики сәһийә хизмәтлири тоғрисида мәлумат бәрди؛ у, хатайдики йәр тәврәштә йарилинип балнистқа  елинған бемарлар саниниң 6108, башқа вилайәтләр билән бирләштүргәндә 21 миң 859 икәнликини, 13 миң 612 кишиниң давалинип дохтурханидин чиққанлиқини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, дөләт мудапиә министири хулуси ақар вә униң һәмраһлиқидики армийә баш иштаб башлиқи генерал – полковник йашар гүләр, қурулуқ армийә қисимлири қомандани муса айсәвәр қатарлиқлар билән бирликтә антакйадики түркийә армийәси алақә ишханисиға берип, постта туруш, чарлаш, издәш – қутқузуш паалийәтлири билән иҗтимаий хизмәтләргә һәмдәм болуш әһваллири тоғрисида мәлумат игилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر