түркийәдә йәр тәврәш апитидә қаза қилғанлар сани 31 миң 974 кә йәтти

6 – феврал (2023) қаһраманмараш мәркәзлик түркийәниң 10 вилайитидә йүз бәргән 7.7 вә 7.6 баллиқ йәр тәврәш апитидә җендин айрилғанлар сани 31 миң 974 кә йәтти.

1946337
түркийәдә йәр тәврәш апитидә қаза қилғанлар сани 31 миң 974 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, түркийәниң қаһраманмараш қатарлиқ 10 вилайитидә йүз бәргән вә еғир талапәтләрни йәткүзгән йәр тәврәш апити сәвәбидин 31 миң 974  киши җенидин айрилған.

районда 6 –  февралдин буйан 3 миң 170 қалдуқ йәр тәврәш йүз бәргән.

йәр тәврәш апитидә талапәткә учриған 200 миңға йеқин киши башқа вилайәтләргә тарқақлаштурулған.

байанатта тәкитлинишичә, һазирму 250 миң издәш - қутқузуш хадимлириниң харабиликләрниң астида қалғанларни издәш - қутқузуш паалийәтлири үзлүксиз давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر