ақсарай байанатчиси: түркийәни ишәнчлик иттипақдаш дәп қараймиз

америка ақсарай байанатчиси карин жан пйер түркийәни ишәнчлик иттипақдаш дәп қарайдиғанлиқлирини ейтти.

1934849
ақсарай байанатчиси: түркийәни ишәнчлик иттипақдаш дәп қараймиз

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси жан пйер күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийәниң финландийә вә шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға әза болушиға тутқан позитсийәси тоғрисидики соалға җаваб берип, бу һәқтә түркийә һөкүмитиниң байанат елан қилишиниң тоғра болидиғанлиқини ейтти.

жан пйер: «биз түркийәни ишәнчлик (һөрмәткә сазавәр) иттипақдаш дәп қараймиз» деди вә финландийә билән шивитсийәниң натоға балдуррақ қатнишишини қоллайдиғанлиқлирини, илгириму икки дөләт һөкүмәтлири билән бу даиридә сөһбәтләшкәнликлирини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر