чавушоғлу римда

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 8 – нөвәтлик ақдеңиз дийалоги мунбири йиғиниға қатнишиш үчүн италийәниң пайтәхти римға йетип барди.

1914070
чавушоғлу римда

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң пайтәхти римда өткүзүлидиған 8 – нөвәтлик ақдеңиз дийалоги мунбири йиғиниға қатнишидиған министир чавушоғлу, әтә (2022-йили 3-декабир) иштирак қилидиған мәхсус дийалог бөлүмидә, түркийәниң районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләргә алақидар дипломатийә сийасити һәққидә нутуқ сөзләйду.

министир чавушоғлуниң зийарити мунасивити билән иштиракчи дөләтләрдин кәспдашлири вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири билән бир йәргә җәм болуши күтүлмәктә.

йәнә бир тәрәптин, чавушоғлу римда италийә муавин баш министири, қошумчә дипломатийә министири антонийо таҗани билән көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر