түркийә ройтерс агентлиқиға рәддийә бәрди

түркийә чәт әл әлчиханилири вә тәшкилатлириға һечқандақ агаһландуруш учуриниң әвәтилмигәнликини җакарлиди.

1913561
түркийә ройтерс агентлиқиға рәддийә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «бүгүн (әнглийәниң) ройтерс агентлиқиниң илгири сүргинидәк, министирлиқимизниң ахбарат органлири, чәт әл әлчиханилири вә тәшкилатлириға һечқандақ агаһландуруш учури әвәткини йоқ.»

ройтерс агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, бир қисим әлчиханиларға, пайтәхт әнқәрәдики бихәтәрлик тәһдитлиригә қарши бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш тоғрулуқ агаһландуруш учури әвәтилгәнлики илгири сүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر