һаққарида «әрән қамал қилиш қиш – 5» һәрбий һәрикити башланди

һаққари вилайитидә «әрән қамал қилиш қиш – 5 шеһит қораллиқ сақчи  вә кәспий әскәр онбеши җәвдәт өздаш» һәрбий һәрикити башланди.

1899125
һаққарида «әрән қамал қилиш қиш – 5» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин пүтүнләй чиқириветиш вә районда йошурунувалған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, 688 һәрбий хадим вә 43 әтрәтниң иштирак қилишида, «әрән қамал қилиш қиш – 5 (һаққари – йүксәкова – кәчили) шеһит қораллиқ сақчи  вә кәспий әскәр онбеши җәвдәт өздаш» һәрбий һәрикити башланған.

байанатта тәкитлинишичә, дөләт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә елип бериливатқан  «әрән қамал қилиш – қиш һәрбий һәрикәтлири», кәң хәлқ аммисиниң қизғин қоллиши астида қәтий ирадә билән кәскин давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر