әрдоған чехийәгә йетип барди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғиниға қатнишиш үчүн чехийәниң пайтәхти пирагаға йетип барди.

1889215
әрдоған чехийәгә йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, йавропа иттипақиға әза 27 дөләттин сирт йәнә, йавропа иттипақиға әза болмиған 17 йавропа дөлити тәклип қилинған йиғинда, «тинчлиқ вә бихәтәрлик» темилиқ йумилақ үстәл йиғинлириға қатнишиду؛ тинчлиқ вә бихәтәрлик, енергийә, килимат өзгириши, иқтисадий әһвал қатарлиқ нөвәттә йавропа дуч келиватқан хирисларға даир түркийәниң қариши, төһписи вә тәклиплирини оттуриға қойиду.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму һәмраһ болуватқан әрдоғанниң, бәзи рәһбәрләр билән икки тәрәплик учришишларни елип бериши мөлчәрләнмәктә.

йавропа сийасий ортақ гәвдиси пикри, алди билән фирансийә пирезиденти еммануел макрон тәрипидин май ейида оттуриға қойулғаниди.

йиғинниң, йавропа иттипақиниң сиртида вә йавропа миқйасида бир сийасий муназирә мунбири болуши нишан қилинмақта. йавропа иттипақи рәһбәрликиму бу пикирни қоллинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر