түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси ливанға қуйаш енергийәси системиси йардәм қилди

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси ливанниң аққар вилайитидики ток үзүлүп қалған 4 кәнтни қуйаш енергийәси системиси билән тәминлиди.

1888524
түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси ливанға қуйаш енергийәси системиси йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идарисиниң,  саадинәләр, минҗәзләр вә түркмәнләр йашаватқан қавашра вә айдамон кәнтлиридә өткүзүлгән қуйаш енергийәси системиси лайиһәлирини ишқа кириштүрүш мурасимлириға, мәсуллар вә кәң хәлқ аммиси иштирак қилди.

түркийәниң бейрутта турушлуқ баш әлчиси әли бариш улусой, бу мурасимларда қилған сөзидә, мундақ деди: «түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идарисиниң ливан миқйасида оттуриға чиққан ток йетишмәслик қийинчилиқини һәл қилишни нишан қилған  бир қисим лайиһәлирини ишқа кириштүрүш мурасимлириға қатнаштуқ. дәрвәқә, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси, болупму бңу дөләттики ток пурсити чәклик вә йеқилғу баһасиниң өсүши сәвәбидин, бәзи лайиһәләргә йардәм беришкә башлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر