һаққарида «әрән қамал қилиш – 37» һәрбий һәрикити башланди

һаққариниң қазан вадиси вә хан йайлиқи районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «әрән қамал қилиш – 37» һәрбий һәрикити башланди.

1880293
һаққарида «әрән қамал қилиш – 37» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин пүтүнләй чиқириветиш вә районда йошурунувалған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, һаққариниң қазан вадиси вә хан йайлиқи районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «әрән қамал қилиш – 37» һәрбий һәрикити башланған.

байанатта тәкитлинишичә, 610 хадим қатнашқан һәрбий һәрикәтниң биринчи күни, чуқурҗа наһийәсиниң қазан вадиси вә хан йайлиқи районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң асаслиқ қорал - йарағ вә оқ - дора искилати тепилған.

асаслиқ қорал - йарағ вә оқ - дора искилатини тәкшүрүш давамида, көп санда қол бомбиси, қорал – йарағ, оқ - дора вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлгән؛ ғар, панаһ җай вә искилат йәр билән йәксан қиливетилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر