өмәр чәлик әрменийәниң әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики иғвагәрчилики һәққидә тохталди

адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәлик әрменийәни әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики иғвагәрчилик вә таҗавузчилиқни тохтитишқа чақирди.

1879466
өмәр чәлик әрменийәниң әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики иғвагәрчилики һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң муавин рәиси вә партийә байанатчиси өмәр чәлик әрменийәниң әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики тоқунушқа мунасивәтлик иғвагәрчилик вә таҗавузчилиқни тохтитиши керәкликини тәкитләп, тинчлиқниң һәммәйләнгә пайдилиқ икәнликини билдүрди.

өмәр чәлик иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән байанатида, «әрменийә иғвагәрчилик вә таҗавузчилиққа хатимә бериши керәк. тинчлиқ һәммәйләнгә мәнпәәтликтур. бүгүнки күндә әрменийәни тоқунушқа қутритиватқан күчләр пәқәт өзлириниң мәнпәәтинила билиду. әрменийә әзәрбәйҗанниң қанунлуқ һәқ - һоқуқи вә мәнпәәтигә һөрмәт қилиши керәк» дегән сөзләрни ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر