ширнақта икки террорчи бир тәрәп қилинди

ширнақта бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби икки террорчи бир тәрәп қилинди.

1877378
ширнақта икки террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, «әрән қамал қилиш – 27» һәрбий һәрикити даирисидә, ширнақ қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң қоманданлиқида, «җуди теғи» ниң җәвиздүзү йезисида, түнүгүн ахбаратқа асасән елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби икки террорчи, қорал – йарағлири билән бирликтә бир тәрәп қилинған.

байанатта тәкитлинишичә, районда зәрбә бериш һәрикәтлири үзлүксиз давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر