ашлиқ бесилған парахот одеса портидин йолға чиқти

ашлиқ бесилған биринчи парахот бүгүн (2022-йили 1-авғуст) украинаниң одеса портидин әнқәрә вақти 08.30 да йолға чиқти.

1861796
ашлиқ бесилған парахот одеса портидин йолға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи ашлиқ бесилған биринчи парахотниң бүгүн 8 дин 30 минут өткәндә, одеса портидин йолға чиққанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң мунасивәтлик тәрәпләр билән өткүзгән учришишлар вә истанбулда қурулған бирләшмә кординатсийә мәркизиниң зор тиришчанлиқ көрситиши нәтиҗисидә, ашлиқ бесилған биринчи парахотниң бүгүн әнқәрә вақти 8 дин 30 минут өткәндә одеса портидин йолға чиқиши тоғрисида пикир бирлики һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.

қонақ бесилған «розани» намлиқ йүк парахотиниң ливанға баридиғанлиқи әскәртилгән байанатта: «түркийә, русийә, украина вә б д т арисида 2022-йили 22-ийул имзаланған ашлиқ йөткәш келишими бойичә, ашлиқ бесилған бу биринчи парахотниң арқисидин башқа парахотларниңму бәлгиләнгән каридор вә пиринсиплар рамкисида йолға чиқиши пиланланмақта» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر