әрдоған «ислам дунйаси» ниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған видеолуқ байанат елан қилип, түркийә хәлқи вә «ислам дунйаси» ниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди.

1853837
әрдоған «ислам дунйаси» ниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, байанатида,  дунйаниң сағламлиқтин бихәтәрликкичә һәр саһәдә еғир хирисларға дуч келиватқанлиқини, бундақ һалқилиқ дәврләрниң хәлқниң иттипақлиқ вә қериндашлиқниң муһимлиқиға болған еңини ашуридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийәниң 2023-йиллиқ истиратегийәлик нишанлириға йетиши, биз йашлиримизға қалдуридиған әң қиммәтлик мирас болған 2053-йиллиқ улуғвар нишанға қәтий ирадә билән йетиштә муһим рол ойнайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر