шималий ирақтин қайғулуқ хәвәр кәлди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида террорчиларниң һуҗуми нәтиҗисидә бир әскәр шеһит болди.

1851681
шималий ирақтин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити райониға таҗавуз қилиши нәтиҗисидә, пийадә әскәрләр мутәхәссиси  сәрһат балниң шеһит болғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бизни чоңқур азаб вә қайғуға ташлиған бу вәқәдә һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, униң мусибәтлик аилиси, түркийә армийәси вә әзиз хәлқимизгә сәвр - тақәт тиләймиз һәм тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر