т р т испанчә тарқитиш һайатини башлашқа тәййарланмақта

түркийә радийо-телевизийә баш идариси байанат елан қилип, йәршариви медийа паалийәтлири билән чеграларни һалқип өткән т р т ниң хәлқаралиқ рәқәмлик хәвәр суписиға йеңи бир тилни қошидиғанлиқини уқтурди.

2131944
т р т испанчә тарқитиш һайатини башлашқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң садасини дунйаниң һәр қайси җайлириға аңлитиш тиришчанлиқини давамлаштуруватқан т р т ниң «биринчи нөвәтлик т р т – испанчә сөзлишидиған дөләтләр йуқири дәриҗиликләр тарқитиш йиғини»  бүгүн истанбулда башлиниду؛ йиғин даирисидә әтә т р т испанчиниң рәқәмлик хәвәр суписиму тонуштурулиду.

мәзкур йиғинға испанийә, мексика, колумбийә, аргентина, перу, венезуела, гватемала, еквадор вә боливийә қатарлиқ испан тилида сөзлишидиған 18 дөләттики тарқитиш органлириниң 17 баш дериктори, 21 журналист, 16 медийа оргини башлиқи вә түркийәдә оқуватқан испанийәлик вә латин америкалиқ 40 оқуғучи қатнишиду.

башлиқлар йиғинида мухбирлар үчүн «хәлқара ахбарат» темисидики сөһбәт йиғиниму уйуштурулиду.

тонуштуруш паалийитидин кейин, һәр хил муһакимә йиғинлири өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر